«Қишта – һарвураңни, язда чанаңни тәйярла» демәкчи, язичә қишниң тәрәддутини қилип үлгәрмигән хәлиқ мана әнди көмүр тапчиллиғи мәсилисигә дуч келип, еғир әһвалда қалди. Көмүр йоқ. Уйғур наһийәсиниң хәлқи көмүрни мишкаплап сетивелишқа мәҗбур болмақта. Умумән, көмүр тапчиллиғиниң Уйғур наһийәсидила әмәс, бәлки вилайәт даирисидики муһим мәсилигә айланғини раст.

Әслидә көмүрниң азлиғи күзниң башлиниши биләнла байқалди. Жилда «Тезирәк көмүр еливелиңлар. Бийил көмүр болмайдекән...» дегән әпқачти параңларға қулиғи пишип қалған турғунлар, «көмүр йоқ» дегән хәвәргә анчә ишинип кәтмиди. Униң үстигә у чағда көмүр мишкаплап әмәс, тоннилап сетиливататти. «Қара алтунниң» қәдри ешип, пули барлар елип, пули азларниң чәттә қалмаслиғи үчүн наһийәдә һәр аилигә үч тоннидин артуқ көмүр сетилмиди. Шундиму көмүр мәсилиси йешилмиди... Алғанлар алди, алмиғанлар бармақ чишләп қалди.
Көзни ечип-жумғичә қиличини сөрәп қишму йетип кәлди. Язичә бағ-етизниң тирикчилиги билән һәләк болған хәлиқ әнди қишниң отун-көмүриниң ғемидә. Чонҗиға газ кирди дегинимиз билән, чонҗилиқлар техи түгәл газға қошулмиди. Йәни наһийә мәркизидиму мәшкә от яқидиғанлар йетәрлик. Әнди һазир Чонҗидин башқа мәлиләрниң барлиғида көмүр мәсилиси асасий орунға чиқти.
Вақитни алдиға силҗитсақ, күзниң башлинишида көмүрниң тонниси Чонҗида – 19 000 тәңгә, чегариға йеқин Ғалҗатта – 25-26 миң, униңдин бери Кәтмәндә – 22 500, Дардамту, Ақтамларда – 20 000 тәңгидин сетилған. Умумән, наһийә бойичә әң әрзән баһа Рахат вә Таштиқарису йезилирида болуп, тонниси – 15-16 миң тәңгиниң әтрапида еди. Қиш йеқинлашқансири баһаму көтирилишкә башлиди. Бирақ һазир тоннилап сетиливатқан көмүр йоқ. Лекин мишкаплап сетилидиған көмүр бар...
Шундақ, алдин-ала тонна-тоннилап көмүр чүширивалғанлар мана әнди парчилап сетип, раса пайдисини көрмәктә. Кимни әйипләймиз? Улар оғрилап сетиватқини йоққу. Амма бүгүнкидәк көмүр тапчил пәйттә елип сатарларниң «қара алтунни» қәйәрдин еливатқанлиғи йәрлик хәлиқтә гуман пәйда қилмақта.
Ахчиниң хуни чүшкән заманда көмүр елиш үчүн талай аилиниң янчуғи «тешилди». Бир мишкап көмүр 1300 — 1500 миң тәңгә. Йәни бир йерим миң тәңгигә 28 — 30 килограмм, башқичә ейтсақ, 4-5 челәк көмүр алисиз. Бу көп болса, икки-үч күнгә йетиши мүмкин. Әгәр мишкаплап елип ишләтсиңиз, бир тонна көмүр 50 — 60 миң тәңгидин айлиниду. Йәни бу базар баһасидин икки һәссә қиммәт. Амал қанчә, көмүрниң әтивари бар заманда, баһасиму муһим болмай қалди. Хәлиқ бариға хошал. Һазирчә тоннилап болмисиму, мишкаплап сетивелип, күнини-күнгә улаватқан аһали қанчә қиммәт болсиму сетивелишқа тәйяр.
Интернет торбәтлиригә пикир қалдуруватқанлар санап түгәткүсиз. Қишта көмүрсиз өмүр йоқлуғидин хаватирләнгән турғунлар тегишлик орунларниң әһвални назарәткә елишини тәләп қилмақта. Мана шундақ пикирләрниң биригә җавап қалдурған Чонҗа йезисиниң һакими Ромэн Суджәков төрт вагон көмүрниң йолда келиватқанлиғини йезипту. Җүмлидин наһийәлик турғун өй коммуналлиқ егилиги вә турушлуқ өй инспекцияси бөлүмидин алған мәлуматларға асаслансақ, қиштин аман-есән чиқиш үчүн наһийәгә йәнә 45 600 тонна көмүр һаҗәткән.
Вәзийәт җиддий. Әлвәттә, наһийә рәһбәрлигиму қол қоштуруп қарап олтарғини йоқ. Әһвалдин хәвәрдар һакимийәт мәсилини йешишниң йоллирини қараштурмақта.

Сабирәм Әнвәрова,
«Уйғур авази»

Ссылка: https://uyguravazi.kazgazeta.kz/news/46767